|
|
әссаламу әләйкум
һөрмәтлик тордашлар !
хизмәтлиримизниң башлинши йеңи, тәҗирибә вә шәрт ـ
шараитлиримизниң йетәрсиз болуши қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин
ишлиримизда қисмән кәмчилликләрниң болуши тәбиий. шуңа, һәммимизниң
ортақ мәнпәәти, ишлиримизниң ронақ тепиши вә үнүминиң техиму юқири
көтирилиши үчүн, һәрқайсиңизлар билән төвәндики нуқитилар бойичә
ортақлишивелишни арзу қилимиз.
биринчи: һәммәйләнгә мәлум, дини китабларни тәрҗимә қилип, бастуриватқан
достларниң арисидики алақә _ мунасивәтләрниң җайида болмаслиқи сәвәблик
қисмән китабларниң тәкрар тәрҗимә қилиниши вә охшаш болмиған орунларда
бирла вақитта икки қетим бесилиши қатарлиқ әһвалларни кәлтүрүп чиқарди.
шуңа, тәрҗимә қиливатқан, тәрҗимә хизмитигә йеқиндин көңүл бөливатқан
кишиләрниң бу хил обектип әһвалларни нәзәрдә тутуп, бу хил әһвалларниң
тәкрар йүз бирип, техиму муһим хизмәтләргә сәрп қилиниши керәк болған
әқлий вә мадди күчниң зая болуп кетишиниң алдини елиш үчүн,
мәсләкдашлиримизниң қилған, қиливатқан вә қилмақчи болған илмий
хизмәтлиридин бизни вақипландуруп қоюшини, униңдин башқа омумға
мәнпәәтлик болған ишларни, тәрҗимә қилишқа лайиқ дәп қаралған муһим
китабларни бизгә тәвсийә қилишини үмид қилимиз.
иккинчи: тәрҗимә қилинип, һәрхил сәвәбләр тупәйлидин бесилмай қалған
китаб ـ материяллар болса, мувапиқ кәлгән әһвалда, бизгә йоллап
биришлирини сораймиз. әгәр у китаблар бизниң бесип тарқитиш
принсиплиримизға уйғун кәлсә, уни нәшир қилдуруп тарқитимиз.
үчинчи: хизмәтлиримизниң тәрәққияти үчүн һәр қайсиларниң сәмимий пикир_
тәклипләрни беришиңларни вә йеқиндин қоллап қуввәтлишиңларни тәвсийә
қилимиз. |
|